Мәзмунға өтүш

Йәһва гувачилири адәмләрни өз динини өзгәртишкә мәҗбурламду?

Йәһва гувачилири адәмләрни өз динини өзгәртишкә мәҗбурламду?

 Яқ, биз ундақ қилмаймиз. Асасий журналимиз «Күзитиш мунарида»: «Адәмләрни динини өзгәртишкә мәҗбурлаш натоғра» дәп ейтилған a. Төвәндә кәлтүрүлгән сәвәпләргә бенаән, биз адәмләргә бесим көрсәтмәймиз:

  •   Әйса пәйғәмбәр адәмләрни өзиниң тәлимлирини қобул қилишқа һечқачан мәҗбурлимиған. У униң ейтқан сөзлиригә көплири инкас қайтурмайдиғанлиғини билгән еди (Мәтта 7:13, 14). Мәсилән, Әйсаниң ейтқанлириға бәзи шагиртлар путликашаң болди. Бирақ Әйса пәйғәмбәр уларниң униң билән қелишқа зорлуқ қилмиди. Әксинчә, әшу адәмләрниң кетишигә йол қойди (Йоһан 6:60—62, 66—68).

  •   Әйса пәйғәмбәр әгәшкүчилиригә башқиларни өз көзқаришини өзгәртишкә мәҗбур қилмаслиққа үгәткән. Униң шагиртлири адәмләргә Худа Падишалиғи һәққидики хуш хәвәрни зорлап қобул қилдурушқа тиришмиған, бәлки сәмимий кишиләрни издигән (Мәтта 10:7, 11—14).

  •   Адәмләрни өз динини өзгәртишкә бесим көрситиш — мәнасиздур. Чүнки Худа униңға чин қәлбидин ибадәт қилидиғанларни қобул қилиду (Қанун шәрһи 6:4, 5; Мәтта 22:37, 38).

Биз адәмләрни өз динимизға тартимизму?

 Муқәддәс китапта йезилғандәк, «йәр-зиминниң чәтлиригичә» «өйму-өй вә әл алдида» хуш хәвәрни вәз қилидиғанлиғимиз раст (Әлчиләр 1:8; 10:42; 20:20). Бәзидә биринчи әсирдики мәсиһийләрдәк, бизниму адәмләрни өз динимизға тартишта әйипләйду (Әлчиләр 18:12, 13). Бирақ шундақ әйипләшләр ялғандур. Биз һечкимни көзқаришимизни қобул қилишқа мәҗбурлимаймиз. Әксинчә, һәрбир адәм өзи чүшинип қарар қилиши үчүн мувапиқ билимни елиши керәк дәп һесаплаймиз.

 Биз адәмләрни башқа динни қобул қилишқа мәҗбурлимаймиз. Дин билән йепилип, сәясий ишларға қатнашмаймиз вә йеңи адәмләрни қизиқтуруп җәлип қилиш үчүн маддий һәм иҗтимаий ярдәм тәғдим қилмаймиз. Бу өзини мәсиһий дәп атап, лекин иш-һәрикәтлири билән Мәсиһни шәрмәндә қилидиған адәмләрдин пәриқлиниду. b

Инсанниң өз динини өзгәртишкә һоқуқи барму?

Ибраһим пәйғәмбәр уруқ-туққанлириниң динидин чиқип кәткән.

 Һә, Муқәддәс китап инсанниң өз динини өзгәртишкә һоқуқи барлиғини көрситиду. У йәрдә шәхсий қарариға бенаән, ата-бовилириниң динини әмәс, һәқиқий Худаниң йолини таллиған көп адәмләр һәққидә йезилған. Мону бирнәччә мисал: Ибраһим пәйғәмбәр, Рут, бәзи афинилиқлар вә әлчи Паул (Йәшуа 24:2; Рут 1:14—16; Әлчиләр 17:22, 30—34; Галатилиқларға 1:14, 23). Буниңдин башқа, Муқәддәс Язмиларда һәтта Худаниң йолини ташлап, данасиз қарар чиқарған адәмләр тоғрилиқму йезилған (Йоһанниң 1-хети 2:19).

 «Инсан һоқуқлириниң умумий декларацияси» динни өзгәртиш һоқуқини қоллайду. Бирләшкән Дөләтләр Тәшкилати буни «инсан һоқуқлири тоғрилиқ хәлиқара қанунларниң асаси» дәп атиған. Мошу һөҗҗәттә һәрбир адәмниң «өз динини яки көзқаришини өзгәртиш» вә «қандақту бир мәлумат һәм пикирләрни издәш, елиш вә тарқитиш әркинлиги» барлиғи тоғрисида ейтилған. Бу диний көзқарашларниму өз ичигә алиду. c Әлвәттә, бу һоқуқлар башқиларниң һоқуқлириға һөрмәт көрситишни, өз көзқарашлирини қоллап-қувәтләшни вә келишмәйдиған қандақту бир пикирләрни рәт қилишни билдүриду.

Адәмниң башқа динни қобул қилиши әнъәниләргә вә урп-адәтләргә һөрмәт көрсәтмигәнлигини билдүрәмду?

 Яқ, ундақ әмәс. Муқәддәс китап адәмләрниң дини қандақ болушидин қәтъийнәзәр, уларға һөрмәт көрситишкә дәвәт қилиду (Петрусниң 1-хети 2:17). Униңдин ташқири, Йәһва гувачилири, уларниң ата-аниси башқа динда болсиму, Муқәддәс китаптики ата-анаңни һөрмәтлә дегән буйруқни орунлайду (Әфәсликләргә 6:2, 3).

 Амма бәзи адәмләр Муқәддәс китапниң көзқариши билән келишмәйду. Замбиядики бир аял: «Мән яшайдиған җайда динни өзгәртиш... аилигә һәм җәмийәткә вапасизлиқ вә сатқунлуқ дәп һесаплиниду» деди. Шу аял өсмүр вақтида, Йәһва гувачилири билән Муқәддәс китапни тәтқиқ қилғанда вә нәтиҗидә динини өзгәртишкә қарар қилғанда, әшу қийинчилиқларға дуч кәлгән. У давамлаштуруп мундақ дегән: «Ата-анам мениң шундақ қараримға рази әмәслигини вә уларниң көңүлини рәнҗиткәнлигимни қайта-қайта ейтқан. Бу мән үчүн бәкму қийин болған. Чүнки уларниң мақуллиши мән үчүн муһим болған еди.... Диний урпи-адәтләргә әмәс, Йәһва Худаға садиқ болушни таллиғиним аилигә сатқунлуқ қилғинимни билдүрмәйду». d

a «Күзитиш мунариниң» (рус) 2002-жил, 1-январь саниниң 12-бәт, 15-абзациға қараң.

b Мәсилән, Улуқ Карлниң тәхминән милади 785-жили чиқарған қануни бойичә Саксонияда мәсиһий сүпитидә суға чөмдүрүлүштин баш тартқанларни өлүм җазасиға кесиш керәк еди. Униңдин башқа, милади 1555-жили Муқәддәс Рим империясидики бир-бири билән уруш қилған тәрәпләр Аугсбургтики течлиқни орнатқан. Бу келишимгә бенаән, һәрбир территория һөкүмдари вә униң қол астида болғанлар йә Рим католик динини, йә лютеран динини қобул қилиши керәк еди. Буни рәт қилғанлар башқа җайға көчүп кетиши лазим еди.

c Худди шундақ һоқуқлар «Адәмләр һәм милләтләр һоқуқлириниң Африка низамида», «Адәм һоқуқлириниң һәм мәҗбурийәтлириниң Америка декларациясидә», «Адәмләр һоқуқлириниң 2004-жили Әрәб низәмида», ШҖАДИдә (Шәрқий Җәнубий Асия Дөләтлири Иттипақи), «Адәмләр һоқуқлириниң декларациясидә», «Адәмләрниң һоқуқлири тоғрилиқ Европа конгрессида» вә «Гражданлиқ һәм сәясий һоқуқлар тоғрилиқ» келишимдә кәлтүрүлгән. Гәрчә дөләтләр мошу һоқуқларға капаләт бәрсиму, бу һоқуқларни қандақ қоллиништа уларниң көзқариши һәрхил.

d Муқәддәс китапқа бенаән, һәқиқий Худаниң исми Йәһва.