Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Муқәддәс китап оқуш плани

Муқәддәс китап оқуш плани

Муқәддәс китапта әң пайдилиқ мәслиһәтләр бар. Муқәддәс китапни дайим оқуп, мулаһизә қилсиңиз вә билгәнлириңизни әмәлийәттә қоллансиңиз, барлиқ ишлириңиз утуқлуқ болиду (Йәшуа 1:8; Зәбур 1:1—3). Шундақла, сиз Худа вә Униң Оғли тоғрилиқ биләләйсиз вә бу билим арқилиқ мәңгү һаятқа еришәләйсиз (Йоһан 17:3).

Муқәддәс китапни җәдвәл бойичә қандақ оқушқа болиду? Буниң бирнәччә усуллири бар. Язмилардики китапларни тәртип бойичә яки мавзу бойичә оқушқа болиду. Мәсилән, Йәһва Худаниң исраиллар билән болған мунасивитини көрситидиған үзүндиләрни оқушқа болиду. Шундақла, биринчи әсирдики мәсиһий җамаитиниң қандақ тәшкил қилинғанлиғи вә давамида қандақ өсүм болғанлиғи һәққидә оқусиңиз болиду. Әгәр бәлгүләнгән бапларни һәр күни җәдвәл бойичә оқусиңиз, Муқәддәс китапни бир жилниң ичидә оқуп түгитисиз.

Муқәддәс китап оқушниң һәртүрлүк җәдвәллири бар: күндилик җәдвәл, жиллиқ җәдвәл яки уни оқушни башлайдиғанлар үчүн җәдвәл. Бу йәрдә кәлтүрүлгән җәдвәлләр сизгә зор ярдәм бериду. Бесип чиқиришқа болидиған Муқәддәс китап оқуш планини көчүрүвелип, бүгүнки күндин башлап ишләтсиңиз болиду.