Әзәкиял 18:1—32

18  Йәһва маңа қайтидин сөз қилди:  «Немишкә силәр Исраил зиминида мону мақални қайта-қайта пайдилинисиләр: “Атилар чүчүмәл үзүм йәпту, амма оғуллириниң чишлири қамайду?”  “Тирикмән, Өзәм билән қәсәм қилимән,— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва,— силәр әнди бу мақални Исраилда қайтилайдиған болмайсиләр!  Барлиқ җанлар Маңа мәнсүп, атиниң җени һәм оғлиниң җени. Гуна өткүзүватқан адәм, пәқәт шула, өлүмгә мәһкүм болиду.  Ейтмақчи, әгәр ким һәққаний болуп, дурус һәм адил иш қилса,  тағларда бутларға аталған қурбанлиқларни йемисә, Исраил өйиниң поқтәк бутлириға ишәнмисә, йенидикиниң аяли билән ятмиса вә аялкишиниң айлиқ тазилиниши вақтида уни җинсий напаклимиса,  һечбир адәмни әзмисә, өз вақтида қәриз алгүчиниң гөрүгә алған затини қайтурса, булаңчилиқ қилмиса, ач қалған билән тамиғини бөлүшсә вә ялиңачни кийими билән япса,  адаләтсиз иш қилмай, қәризни өсүмгә бәрмисә вә башқилар һесавиға бейимисә, инсанлар арисидики талаш-тартишларға тоғра баһа бәрсә,  Мениң көрсәтмилирим бойичә жүрүп, тохтамлиримни һәммә нәрсидә қолланса, у чағда у һәққанийдур вә у чоқум яшайду”,— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва. 10  “Бирақ, әгәр униң шох оғли болуп, у булаңчилиқ қилип, өлтүрүп яки жуқурида ейтилған гуналарниң бирсини қилса, 11  гәрчә униң атиси буларға охшаш һечнәрсә қилмиған болсиму: у бала тағларда бутларға әкелингән қурбанлиқлардин йәп, йеқининиң аялини булғиса, 12  гадай билән намратни әзсә, күч қоллинип, һәқниң дуниясиға қол салса, қәризни қайтурмиса вә мошу һәммәйлән жиркиничлик ишларни қилип, сәскиничлик бутларға үмүтини артса, 13  өсүмгә қәриз берип, башқиси һесавиға кирим елип, бай болса — у, әлвәттә, яшимайду! У ушбу яман қилиқлири үчүн чоқум өлүши лазим вә униң қени өз бешида болиду. 14  Амма, әгәр оғли атисиниң мошуниңға охшаш гуналирини байқап, лекин өзи мошундақ гуналарни қилмиса, 15  Исраил өйиниң тезәктәк бутлириға чоқунмиса, тонушиниң аяли билән ятмиса, 16  һечкимгә яманлиқ қилмиса, гөрүгә берилгән затни өзидә қалдурмиса, булаңчилиқ қилмиса, ачни нени билән тойғузса вә ялиңачқа кийимини бәрсә, 17  гадайға азап йәткүзүштин қолини тартса вә өсүмгә, өз мәнпийитини пайлап, қәриз бәрмисә, Мениң қаидә-қанунлиримни орунлап, Мениң көрсәтмилирим бойичә яшиса, — у атисиниң қанунсизлиғи үчүн һәргиз өлмәйду. У җәзмән яшайду! 18  Униң атиси болса, алдап, өз бурадәрлирини әзгини үчүн вә қәбилидашлири ичидә зулум ишларни қилғанлиқтин, қанунсизлиғи үчүн өлиду. 19  Силәр сорайсиләр: “Немә үчүн оғли атисиниң гуналириниң әйивини тартмайду?” Чүнки оғли адил һәм һәққаний иш тутуп, Мениң барчә әмирлиримни орунлаватиду, шуңлашқа у яшайду. 20  Пәқәт гунадин қайтмиған җан, шу өлиду. Оғли атисиниң гуналири үчүн җавап бәрмәйду вә атисиму оғлиниң гуналири үчүн җавапқа тартилмайду. Һәққанийниң һәққанийлиғи униң өзидә қалиду вә мукапатқа ериштүриду, һә, қанунсизниң вәһши ишлири униңда болуп, у әйиви үчүн җазалиниду. 21  Әгәр гунакар киши гуналирини тохтитип, Мениң әмирлиримни әмәлгә ашуруп, һәққанийларчә һәм адил яшиса, у җәзмән яшайдиған болиду. У өлүмгә мәһкүм болмайду. 22  Мән униң қилған яман ишлириниң бириниму әскә алмаймән. Сәвәви, у дурус йолға қайтип, һәққанийдәк яшаватиду”. 23  “Әсли Мени беқанунниң өлүми хошал қиламду?— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва.— Яқ, Мән шуни халаймәнки, у яман йолидин қайтип яшисун!” 24  “Әгәр һәққаний инсан өз һәқиқитидин чекинип, яманлиқни қилидиған болса, у чағда у яшамду? Мән униң өтмүштә қилған һечбир яхши ишини әскә алмаймән. У вапасизлиғи вә гуналири үчүн өлүмгә лазим. 25  Лекин силәр дәйдиғансиләр: “Йәһва адил иш қилмайду”. Мени тиңшап көрүңлар, Исраил өйи! Мениң йолум һәққаний әмәсму? Яки силәр адаләтсизлик қилмайватамсиләр? 26  Әгәр киши һәққанийлиқтин баш тартса вә яманлиқни қилишни башлиса, у өлүмгә тегиш. У өзиниң таллиған қанунсизлиғи үчүн өлиду. 27  Әгәр гунакар өз гуналиридин қайтип, адил һәм һәққаний иш қилишқа интилса, у өз җенини сақлап қалиду. 28  Әгәр у яман йолда болғинини чүшинип, қилмишлиридин ваз кәчсә, у чоқум яшашқа лайиқ. Һәм у өлмәйду! 29  Амма Исраил мундақ демәктә: “Йәһва адил иш қилмайду”. Исраиллиқлар, Мән адаләтсизлик қиливатимәнму? Силәр өзәңлар адаләтсиз әмәсму?” 30  “Шуңлашқа Мән силәрни, Исраил өйи, һәрқайсиңларни йоллириңларға нисбәтән сотлаймән,— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва.— Гуналириңлардин баш тартип, уларни ташлаңлар. Улар силәр үчүн путликашаң ташларға айлинип, улар үчүн силәр пәсийип, җазаға мәһкүм болмаңлар. 31  Өзәңлардин барчә сәвәнликлириңларни рәт қилип, өзәңларда йеңи жүрәк вә йеңи роһни бәрпа қилиңлар. Немә үчүн, Исраил өйи, өзәңларни өлүмгә әкелисиләр?” 32  “Мени һечкимниң өлүми хошал қилмайду,— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва.— Шуңлашқа Маңа қайтиңлар һәм яшаңлар!”»

Изаһәтләр