Лавийлар 7:1—38

7  Мана, әйип қурбанлиғи һәққидә қанун: бу улуқ муқәддәслик.  Әйип қурбанлиғини көйдүрмә қурбанлиғи боғузлинидиған җайда боғузлаш керәк, вә униң қенини қурбангаһниң һәммә тәрипигә сепиш лазим.  Уни әкелидиған киши униңдин чиққан барлиқ яғни, қуйруқ мейини вә ички яғни,  икки бөрәкни вә улардики яғни, ямпаштики вә беғирдики яғни бөрәкләр билән бөлүп бәрсун.  Буниң һәммисини роһаний қурбангаһта Йәһва үчүн көйдүриду. Бу әйип қурбанлиғи.  Роһаний әвлатниң барлиқ әрлири уни йесә болиду. Муқәддәс җайда йейиш керәк. Бу улуқ муқәддәслик.  Гуна қурбанлиғи һәм әйип қурбанлиғи һәққидә қанун бир: улар арқилиқ тазилайдиған роһанийға булар мәнсүптур.  Шундақла роһаний бирсиниң көйдүрмә қурбанлиғини әкәлгәндә, униң териси роһанийға тәәлуқ.  Пәштә пиширилгән һәрқандақ нан һәдийәси вә қазанда яки тавида тәйярланған тамақ уни тәғдим қилидиған роһанийға мәнсүп. 10  Зәйтүн мейи қуюлған яки қуруқ нан һәдийәси Һарун оғуллириға тәәлуқ. 11  Мана Йәһваға тәғдим қилинидиған течлиқ қурбанлиқ һәққидә қанун. 12  Әгәр бирси уни миннәтдарлиқ билән әкәлсә, течлиқ қурбанлиғиға қошуп майда жуғурулған тоғачларни вә зәйтүн мейи билән майланған петир қуймақларни, май қуюлған буғдай унини вә май қошулған нанларни елип кәлсун. 13  Тоғачлардин башқа у киши һәдийә үчүн хемиртуручлуқ нанниму течлиқ қурбанлиғиға қошуп әкәлсун. 14  Барлиқ һәдийәсидин бир тоғачни Йәһваға көтәрсун, бу течлиқ қурбанлиқниң қенини сәпкән роһанийға мәнсүптур. 15  Течлиқ қурбанлиғиниң гөшини шу күни йәветиш лазим, уни әтигәнгә қалдуруш мәнъий қилиниду. 16  Әгәр бирси қурбанлиқни вәдә бойичә яки ихтиярий түридә әкәлсә, бу қурбанлиқни әкәлгән күнидә йәветиш һаҗәт, лекин әтисиму қалғинини йесә болиду. 17  Қурбанлиқ гөшидин үчинчи күнигә қалғанни отта көйдүрүветиш керәк. 18  Әгәр течлиқ қурбанлиқниң гөшини үчинчи күниму йесә, у қобул қилинмайду. Уни әкәлгән кишигә һечбир пайдиси йоқ, бу булғиниш болуп, у киши гунада қалиду. 19  Қурбанлиқниң гөшигә напак бирнәрсә тегип кәтсә, уни йейишкә болмайду, амма уни отта көйдүрүветиш шәрт. Қурбанлиқниң таза гөшини һәрқандақ пак адәм йәйду. 20  Әгәр өзидә напаклиқ бар җан Йәһваға сунулған течлиқ қурбанлиғиниң гөшини йесә, ундақ җан өз хәлқидин қирилиду. 21  Әгәр қандақту бир җан адәмниң паскинчилиғиға тегип, яки һарам малға, яки һарам беғирлиғучиға тегип кәтсә, вә Йәһваға әкәлгән течлиқ қурбанлиғидин йесә, ундақ җан хәлқидин қирилиду”». 22  Йәһва Худа Мусаға сөзләп, мундақ деди: 23  «Исраил оғуллириға ейтқин: “Буқиниң, қойниң, өшкиниң һечқандақ йеғини йемәңлар. 24  Өлүк малниң вә жиртқуч титивәткән малниң йеғини өзәңларниң һәрқандақ ишиңларда ишләткили болиду, лекин йейишкә мәнъий қилиниду. 25  Чүнки Йәһва Худаға қурбанлиққа әкелинидиған малниң йеғини истимал қилған һәрқандақ җан хәлқидин қирилиду. 26  Вә барлиқ маканлириңларда қуштин болсун, малдин болсун һечқандақ қанни йемәңлар. 27  Кимду-ким қандақту бир қанни истимал қилса, шу җан хәлқидин қирилиду”». 28  Йәһва Мусаға сөзини давамлаштуруп: 29  «Исраил оғуллириға ейтқин: “Ким Йәһваға течлиқ қурбанлиғини тәғдим қилса, у бу қурбанлиқтин бир қисмини Йәһваға һәдийәгә бериши лазим. 30  Өз қоли билән төшни силкитип, буни Йәһва йүзи алдида қурбанлиққа әкелиду: төшни йеғи беғирдики май билән. 31  Яғни роһаний қурбангаһта көйдүрүветиду, төш болса Һарун вә униң оғуллириға мәнсүптур. 32  Течлиқ қурбанлиқлириңлардин оң йотини роһанийға бериңлар. 33  Әгәр Һарун оғуллиридин бирси течлиқ қурбанлиқниң қенини һәм йеғини әкәлсә, униңға несип ретидә оң йота қалиду. 34  Чүнки Мән Исраил оғуллириниң течлиқ қурбанлиқлиридин силкиткән төшни вә йотини елип, уларни Һарун роһанийға вә униң оғуллириға исраиллиқлардин әбәдий несипкә беримән. 35  Мана, мошу Һарун вә униң оғуллириға — улар роһаний болуп Йәһваниң алдида хизмәткә бәлгүләнгәндә — Мән Йәһва муқәддәс иш қилиш үчүн беридиған несивим. 36  Бу несипни Йәһва уларға майланған күндин башлап Исраил оғуллиридин бәргән еди. Ушбу уларниң әвлатлириға мәңгү тохтамдур”». 37  Мана, бу көйдүрмә, нан һәдийәси, гуна үчүн қурбанлиқ, әйип үчүн қурбанлиқ, роһанийлиқ хизмәткә беғишлиниш қурбанлиғи вә течлиқ қурбанлиғи тоғрисидики қанун. 38  Бу қанунни Йәһва Пәрвәрдигар Мусаға Синай теғида Исраил оғуллири үчүн бәргән. Шу күни Синай чөлидә уларниң тәғдимлирини Йәһваға әкелишкә буйриған еди.

Изаһәтләр